Өлүм - у оюн әмәс Немә дәйду?! Көк кит? Биләлмидим немикән, Мән билимән бир оюн ақ терәк вә көк терәк. Аһ урармән ақ терәктә керәк болса яхши дост, Көк китта лазим екән адәмдики шу жүрәк. Кочиларда чуқурашсақ барчә һәвәс бақатти, Кочидики кичик чоңға бу оюнлар яқатти. Торға елип дарға асқан дәһшәт екән бу оюн Миң мәртә ләннәт оқай кимләр буни тарқатти. Иссиқ жанға соғ қолини салған екән бу мәхлуқ, Дозақниң шу отида көйүп кәтсун у толуқ. Ойған әвлат сәндин талай үмүт күтәр бу дуния Адәм дегән намиң мәшһүр, билип қойғин сән улуқ. «Көк китниң» дәриясида совуп кетип вужудуң, Ахир болди йолуң өлүм адашқанда ғуруруң Иссиқ жан вә уйқудин кечип ейтқин әй надан, Немиси у өлүш үчүн таң сәһәрдә турғуниң?! Әгәр билсәң өлүвалған кәчүрүлмәс чоң гуна, Аллаһ бәргән бу һаятқа қариғачқа сән ғува. Һәвәс қилмай бу һаятқа, балилиққа оқушқа Өлүмгә сән һәвәс қилдиң, әй худая һәй товва! Ирадилик, күрәшчанни яхши көрәр бу һаят Өлүм әмәс барчә әләм, қайғу-дәртниң ғалиби, Сәндин үмүт күтәр дуния надан болма яш әвлат Болмиғин сән өлүмниң, болғин билим талиби. Молутжан ПƏНЖИМИЙ

Теги:

Теги других блогов: